Маргот: явропа вә америка ширкәтлири хитайниң интернет контроллуқиға ярдәм қилмақта
2005.12.20
явропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси маргот валсчом явропа вә америкидики бир қисим юқири техникилиқ ширкәтлирини, хитайниң интернет контроллуқиға ярдәм қиливатқанлиқи билән әйиблиди.
Маргот валсчом, дунядики юқири техникилиқ чоң ширкәтләрдин Microsoft, Google вә Yahoo қатарлиқ ширкәтләрниң хитайға ярдәмлишип, "демократийә", "әркинлик" вә "кишилик һоқуқ" дегәнгә охшаш сөзләрни интернеттә тосап бериватқанлиқини әйиблиди.
У сөзидә, "қариғанда бәзи ширкәтләр өзиниң тиҗарәт өлчимидин 'әхлақ' вә 'җәмийәт мәсулийити' дегән сөзләрниму чиқиривәткән охшайду" деди. У йәнә, мушундақ техникилиқ ширкәтләрни өзлириниң мәсулийәтчанлиқиға қайтип келишкә үндиди.
Хәвәрдә көрситилишичә, явропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси маргот валсчом, юқиридики мәшһур интернет ширкәтлириниң күчиниң беричә хитайни рази қилишқа тиришиватқанлиқини көргәндин кейин, бу доклатни йезип чиқишқа мәҗбур болған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити интернеттә һәқсиз телефон урушни тосмақчи
- Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитайни интернеткә болған контроллуқни тохтутушқа чақирди
- Хитайниң интернет хәвәрлирини контрол қилиш тәдбири америкиниң тәнқидигә учриди
- Хитай интернетни контрол қилидиған йеңи бәлгилимиләрни чиқарди
- Yahoo Бейҗиңниң өктичи мухбирни тутушиға ярдәмләшти дәп әйибләнди