Хитай ентернет тор бәтлиригә қаратқан назаритини техиму күчәйтмәктә
2006.06.08
Мәркизи франсийидики хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати, 8 - июн күни хитай һөкүмитиниң ентернет тор бәтлири үстидин елип бериватқан назаритиниң чекидин ашқанлиқини қаттиқ әйиблиди.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң асия бөлүми мәсули Vincent Brossel , хитай һөкүмитиниң болупму , тйәнәнмин вәқәси йүз бәргәнликиниң 17 йиллиқи мунасивити билән , гогол тор бетидә елан қилинған әйни вақиттики көрүнүшләр вә бу һәқтики мақалиләрниң пүтүнләй елип ташланғанлиқидин интайин нарази болғанлиқини билдүрди.
Мәзкүр тәшкилатниң билдүрүшичә, гогол тор бети хитай һөкүмитиниң бесимиға тақабил туралмиған.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай даирилири, ялғуз хитай үчүн ечилған тор бәтлиригә қаритилған контроллуқини күчәйтипла қалмастин, бәлки уйғурлар үчүн ечилған тор бәтлириниму қаттиқ назарәт қилип кәлмәктә икән.
Болупму ентернет сақчилиридин бизар болған ентернет муштирилири, өзлиригә аит болған шәхси қарашлири һәққидиму пикир йүргүзәлмәйдикән. Икранда кишилик һоқуқ, демократийә дегәнгә охшаш аталғулар чиқиши билән ентернет сақчилири дәрһал һәрикәткә келип, тор муштирилириға агаһландуруш беридикән.
Униң әскәртишичә , уйғурлар йәнә, әркин асия радиоси шуниңдәк чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири түзгән тор бәтлирини көрәлмәйла қалмастин ,, әгәр бу мәйданға киргүчиләр паш болуп қалса дәрһал сақчилар тәрипидин қолға елинидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати баш муһәррирни урған сақчиларниң җавапкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: мухбирларни әң көп чәклигән дөләт - хитай
- Маргот: явропа вә америка ширкәтлири хитайниң интернет контроллуқиға ярдәм қилмақта
- "Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" хитайни әйиблиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң җав йәнгә мукапат бәргәнлики хитай һөкүмитини ғәзәпләндүрди