Хитай интернет қара тизимликини түзүп чиқти


2006.07.23

Хоңкоңдики кишилик һоқуқ учур мәркизиниң мәлум қилишичә, хитай һөкүмити бир "интернет қара тизимлики" ни түзүп чиқип, униңдики 200 миңдин ошуқ өктичини назарәт қилмақчи икән.

Бу тизимлик, хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин түзүп чиқилған болуп, бу орун мәзкур тизимликкә чүшкән өктичи вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң интернеттики паалийәтлирини назарәт қилип туридикән. Хитай даирилири бу һәрикитидә ишлитидиған йеңи техникилири билән торға чиққучиларниң паалийитини контрол қилалайдикән һәтта хитай һөкүмити сиртқа ашкарилашни халимиған учурларни әвәтмәкчи болған кишиләрниң компютерини қаттуруп қоялайдикән.

Хоңкоң кишилик һоқуқ учур мәркизиниң ейтишичә, хитай түзүп чиққан бу "интернет қара тизимлики" кә "әксилинқилапчи" вә " дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған" дәп әйибләнгән өкитичи затлар шундақла һөкүмәтниң рухситисиз диний тәшкилатларни қурған ғоллуқ кишиләр киргүзүлгән.

Йеқинқи йиллардин бери, һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң интернет әркинликини боғишини күчлүк әйибләп кәлгән болуп, һәтта дунядики даңлиқ интернет ширкәтлириниму хитайға бу һәқтә ярдәм қилмаслиққа көп қетим агаһландурди. Шундақла америка дөләт мәҗлиси әзаси кристофер смис йеқинда дөләт мәҗлисигә әгәр бу ширкәтләрхитайға ярдәм қилса, уларға иқтисадий җаза бериш тәләп қилинған бир парчә қанун лайиһисини мақуллашқа сунди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.