Хитай, хәлқ пули қиммитини монопол қилиш һәққидики әйипләшни рәт қилди
2004.10.20
Хитай пул муамилә оргини чаршәнбә күни "һөкүмәт хәлқ пули қиммитини қәстән төвән тутивалди" дегән қарашни рәт қилди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай ташқи перевот башқуруш идарисиниң башлиқи го шучиң, хитай даирилири гезити болған "хитай күндилик гезити" дә бир парчә мақалә елан қилип, бейҗиң һөкүмитиниң әзәлдин хәлқ пули қиммитини монопол қилмиғанлиқини, өткәнки 10 йилдин буян хитай пули доллар билән маслаштурулуп, 1 долларға 8.2 юән тоғра келиш нисбитидә турғанлиқини билдүрди.
Америка һөкүмити башчилиқидики башқа тәрәққий қилған дөләтләр хитайға, хәлқ пули қиммитигә болған монополлуқни бошитиш тоғрисида бесим ишлитип кәлгән болуп, бу дөләтләр хитайниң хәлқ пули қиммитини аз дегәндә ٪ 40 кә йеқин төвән тутқанлиқини көрсәтти. Шундақла шу сәвәптин әрзан хитай маллириниң хәлқара базирида адил болмиған әһвалда үстүнлүккә еришивалғанлиқини әйиплиди. (Пәридә)