Хитайда ٪ 40 тин артуқ шәһәр аһалиси иқтисадий сәвәбтин дохтурға көринәлмәйдикән
2004.11.22
Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай сәһийә министирлиқи йеқинда тәкшүрүш доклати елип қилип, хитайдики шәһәр аһалисиниң٪ 40 иниң иқтисад яр бәрмигәнликтин, дохтурға көринәлмәйдиғанлиқини билдүргән.
Хәвәргә қариғанда, йеқинқи йиллардин боян хәлқниң дохтурхана мулазимитигә болған иһтияҗи барғансири ишиватқан болсиму, бирақ дохтурхана мулазимити вә дора баһасиниң тез ешиши билән нурғун кишиләр кисәл болсиму дохтурға көрүнүшкә чиқиш қилалмайдикән.
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвиридә ийтилишичә, хитайда кисәл болғанларниң сани барғансири көпәйгән. Бирақ дохтурханиға берип кисәл көрситәләйдиғанларниң сани әксинчә азайған. Хитайдики аһалиларниң дохтурға көриниш ниспити 93 - йилидики٪ 17 тин нөвәттә аран ٪ 13 кә чүшүп қалған. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мутәхәссисләр хитайниң аманәт қәрз өсүмини юқири көтәргәнликигә һәр хил баһа беришти
- Хитай хәлқ банкиси аманәт қәрз өсүмини көпәйтти
- Әнхүйдә он миңдин артуқ пинсийигә чиққан ишчи намайиш өткүзди
- явропа бирлики хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириға етибар бериш түзүмини әмәлдин қалдурмақчи
- Хитай, хәлқ пули қиммитини монопол қилиш һәққидики әйипләшни рәт қилди