Хитай келәрки он йил ичидә иқтисадий җәһәттин арқиға чикинидикән
2005.10.24
Сабиқ америка президенти бил клинтониң иқтисадий ишлар мәслиһәтчиси робирт вискот, хитайниң келәрки он йил ичидә иқтисадий җәһәттин вәйранчилиққа учрайдиғанлиқини билдүрди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, робирт вискот дүшәнбә күни португалийидә чиқидиған "җорнал ди нигосийос" гезитигә бәргән баянатида, нөвәттә хитай һәддидин зиядә пул йиғип, еһтияҗдин көп карханиларға мәбләғ салмақта. Мушу сәвәбтин 2007 - йили вә я 2014 - йили хитайда иқтисадий җәһәттин чоң бир арқиға чекиниш болиду, деди.
2003 - Вә 2004 - йиллири хитайниң иқтисадидики тәрәққият сүрити 5.9 Пирсәнткә йәткән. Хитай һөкүмити тәрәққият сүритини астилитиш үчүн җидди тиришчанлиқ көрсәтмәктә. Хитай даирилири, әгәр тәрәққият сүрити һазирқидәк боливәрсә, бу пулниң пахаллишиши вә аран турған банка системисиниң бузулуп кетишини кәлтүрүп чиқириши мумкин дейишмәктә.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә министири хәлқ пули һәққидә хитайға йәнә бесим ишләтти
- Америка малийә министири хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә үндиди
- Синов хитайни хәлқ пулиниң қиммитини қоюветишкә чақирди
- Америка малийә министири синов хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә үндәйду
- Америка малийә әмәлдарлири хитай пулиниң тегишиш қиммити мәсилисигә җиддий қаримақта