Америка: хитай пул-муамилә базирини ислаһат қилиши керәк


2007.03.09

Нюйорк вақти гезитиниң 8 ‏- марттики мәлуматиға қариғанда, йеқинда хитайда зиярәттә болған америка малийә министири һенри паулсон хитай иқтисади ислаһат қәдимини тезлитип, пул-муамилә базирини чәтәллик риқабәтчилиригә ечиветиш керәк, деди.

Паулсон шаңхәй пул алмаштуруш мәркизидә сөзлигән нутиқида тәпсилий тәһлил қилған бир қатар пул-муамилә базири ислаһатиниң, хитайниң турақсиз базар әһвалиниң муқим болушиға вә дуня иқтисадиниң тәңпуңлишишиға пайдиси тегидикән. Һенри паулсон өткән язда һоқуқ тапшуруп алғанда, хитайға бесим ишлитип,икки дөләтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири арисида " истратегийилик диалог" орнитишқа тиришидиғанлиқи һәққидә қәсәм қилған иди.

Чаршәнбә күни, һенри паулсон хитайниң муавин дөләт министири ву йи билән истратегийилик диалог илип бериш үчүн бейҗиңда тохтап өткән вә "хитай ислаһатини кечиктүргәнсери, сағлам капитал базири яритиш вә өз нишанимизға тәңпуңлашқан, маслашқан һалда йетишимиз шунчә тәслишиду" дегән . Униң ейтишичә, бош һөкүмити вә парламент хитайниң иқтисади вә пул-муамилә ислаһати җәһәттә қәдимини тезлитишни һәм мушу арқилиқ икки дөләт арисида тәңпуңлашқан сода сәһниси һазирлашни үмид қилидикән.

Хәвәрдин мәлум болушичә, гәрчә һенри паулсон хитай- америка пул муамилисидә йиңи бир нуқтини оттуриға қоймиған болсиму, лекин униң нутуқлридин хитай- америка мунасивәтлиридә җиддийчилик пәйда болуватқанлиқини һес қилғили болидикән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.