Иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрсәтмәктә
2006.04.17
Русийиниң итартас агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийини зиярәт қиливатқан иран ташқи ишлар министирлиқиниң алий дәриҗилик хадими мәнучиһир муһәммәди җүмә күни, русийә ташқи ишлар министирлиқиниң дипломатийә мәктипидә оқуғучиларға бәргән баянатида, иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға кириш арзусини ипадилигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, муһәммәди сөзидә, иран вә һиндистан нөвәттә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида назарәтчи орниға игә, бу икки дөләт алдимиздики язда мәзкур тәшкилатниң толуқ әзаси болуши мумкин. Иран вә һиндистанниң тәшкилатқа толуқ әза болуши, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини техиму күчләндүриду. Һазир бу тәшкилатниң русийә вә хитай қатарлиқ күчлүк икки әзаси бар. Һиндистан вә иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуши билән, тәшкилат күчлүк төт әзаға игә болиду, дегән.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 1996- йили русийә, хитай, қазақситан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләр тәрипидин оттура асиядики өз-ара һамкарлиқни тәрәққий қилдуруш вә чегра мәсилилирини бир тәрәп қилиш үчүн қурулған.
Әмма сиясий мулаһизичиләр, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини, америкиниң күнсери көпийиватқан сиясий вә һәрбий тәсир күчигә қарши туруш үчүн қурулған бир тәшкилат дәп қаримақта. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати , 2001- йили өзбекистанни рәсмий әза қилип, қобул қилди вә пакистанға назарәтчи сүпитидә орун бәргән . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җаң дегуән оттура асияда муқимсизлиқ дәвриниң аяқлашқанлиқини билдүрди
- Путин билән вен җябав икки тәрәп мунасивитини күчәйтиш мәслисидә сөһбәтләшти
- Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду
- Хитай дөләт мудапиә министири қазақистанни зиярәт қилди
- Хитай дөләт мудапиә министири таҗикистан қатарлиқ оттура асия әллиридики зияритини башлиди