Ирақ ташқий ишлар министири хитайни зиярәт қилди
2004.12.24
Ирақ ташқи ишлар министири хошяр забари хитайни зиярәт қилип, хитай ширкәтлирини ирақниң қайта қурулушида техиму чоң рол ойнашқа чақирди. Забариниң хитайдики зиярити бәш күн давамлишиду.
Ройтерс ахбарат агентлиқи, ирақ ташқи ишлар министириниң хитайлар билән хитайниң күнсири ешиватқан енергийә иһтияҗи һәққидә сөзлишидиғанлиқини билдүрди. Забари, ирақниң алақә әслиһәлири, қатнаш - трансипорт вә сәһийә ишлирини өз ичигә алған асаси қурулуш әслиһәлирини қурушқа иһтияҗи барлиқини илгири сүргән. Забари, хитай ширкәтлирини ирақтики тиҗарәт пурситини чиң тутушқа чақирип, ирақ тарихидики әң мүшкүл дәвридә туруватқанлиқини тәкитлигән.
Нефит енергийә мәсилисиниң тилға елинғанлиқи ашкарә елан қилинмиди. Бирақ, ройтерс ахбарат агентлиқи, хитайларниң садам һүсәйин дәвридин кейинки ирақ даирилири билән нефит енергийә саһәсидә һәмкарлишишқа қизиқидиғанлиқини илгири сүргән. Нөвәттә хитайлар өзигә керәклик болған нефит , тәбий газ ениргийисиниң 3 дән биридин көпрәкини чәтәлдин импорт қилиду. Хитай, америкиниң ираққа һуҗум қилишиға қарши чиққан б д т хәвпсизлик кеңәшидики даимий әза дөләтләрниң бири.
Ирақтики хитай ширкәтлири, америкиниң ирақ ишғалийитидин кейинки қаттиқ бихәтәрлик тәдбирләр , зораванлиқ вәқәләр шундақла гөрүгә елиш һадисилири йүз берип туриватқан вәзийәт астида ираққа қайтқан. (Әркин)