Сичуәндә нәччә миң ишчи иш һәққигә нарази болуп иш ташлиди


2008.02.26

Америка авази радиосиниң -26феврал елан қилишичә, бир нәччә күн илгири,хитайниң сичуән өлкиси сәнтәй наһийисидики пахта тоқумичилиқ гуруһиға қарашлиқ бир тоқумчилиқ завутиниң үч миңдин артуқ ишчиси бирақла иш ташлиған.

Сәнтәй наһийилик һөкүмәтниң бир хадиминиң радио мухбириға сәйшәнбә күни ашкарилишичә, мәзкүр тоқумичилиқ завутиниң нәччә миң ишчиси иш һәққиниң төвәнлики, мал баһасиниң өзлүксиз өрләватқанлиқидин нарази болуп иш ташлиғанлиқиға үч күндин ашқан болуп, завутниң ишчилири " қолимизда пул йоқ, әмма мал баһаси өрләватиду, бу бизниң турмушимизға еғир тәсир көрситиватиду, маашимизни өстүрүшни тәләп қилимиз " дәп чиң турған.

Бу хадим йәнә, мәзкүр тоқумичилиқ завут тармақлириниң ишчиларниң маашиниң төвәнлики һәм мал баһасиниң өрләватқанлиқиға қарита наразилиқ пикирини қобул қилип маашини өстүрүшкә вәдә қилғанлиқини ейтқан.

Өткән йилидин буян, хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуруш баһанисидә,уйғур қизлирини асас қилип йеза яшлирини түркүмләп хитай өлкилиригә йөткәватқан болуп, улар асасән хитайниң йеза ‏- наһийилиридики завутларға ишчилиққа орунлаштурулған.

Гәрчә завутлар юқири мааш һәм тәминатларни вәдә қилған болсиму, радиомизниң игилигән учурлиридин мәлум болушичә, хитай завутлириға ишчилиққа барған уйғур қизлар төвән мааш билән еғир һәм узақ әмгәккә тутулмақта икән, әмма улар тил вә муһитқа ят болғанлиқи сәвәблик наразилиқини ипадиләш һәм қаршилиқ билдүрүш имканийитигиму игә әмәс болуп, түрлүк һәқсизликләрниң қурбани болмақта икән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.