Бир хитай ишчиси ишқа орунлаштуруш идарисиға наразилиқ билдүрүп өзигә от қоюп бәрди
2004.09.23
Чаршәнбә күни хитайниң хелуңҗияң өлкисидин бейҗиңға иш издәп кәлгән ваң ву исимлик 32 яштики бир хитай ишчиси, бейҗиңдики бир ишқа орунлаштуруш идарисиниң алдам халтисиға чүшүп қалғанлиқи үчүн өзигә от қоюп бәргән . Хәвәрдә ейтилишичә, бу вәқә дә һәм мәзкур ишчи һәмдә уни қутқузушқа тиришқан бир бихәтәрлик хадими қаттиқ яриланған
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ваң ву чаршәнбә күни әтигән, ишқа орунлаштуруш идариси бинасиниң алдиға келип , үстигә бензин төкүп, от қойған.
Хәвәрләргә қариғанда, ваң ишқа орунлаштуруш идарисиға, униңға иш типип бериши үчүн 2000 йүән пул бәргән икән . Гәрчә мәзкур идарә униңға иш типип бәргән болсиму, әмма у үч күндин кийин иштин бошитилған . Ишқа орунлаштуруш идариси ваңниң пулини қайтуруп елиш тәлипини рәт қилған . (Қанат)
- Шәншидә 10 миңдин көп ишчи иш ташлиди
- Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш сияситигә қарши чиққан икки кишини түрмигә ташлиди
- Хитай сақчилри намайиш өткүзмәкчи болғанларниң рәһбирини қолға алди
- Фуҗийән деһқанлири сақчиларниң зораванлиқиға қаршилиқ билдүрди
- Бейҗиңда хитай деһқанлар намайиш өткүзди
- Алтә аял җуңнәнхәйниң әтрапида черикликкә қарши намайиш өткүзди