Туңганлар исламға қарши вәзийәтниң шәкиллинишидин әндишә қилмақта
2004.09.09
Ниңшия вә гәнсу өлкилиридә яшаватқан мусулман туңганлар, 11 - сентәбир вәқәсиниң хатирә күниниң йеқинлишиши билән исламға қарши вәзийәтниң шәкиллинишидин әндишә қилмақта.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда,күчлүк диний етиқатини сақлап келиватқан нурғун туңганлар хитайдики террорзимға қарши көрәшниң исламға қарши көрәшкә айлинип кетишидин вәһимә һис қилидикән.
Хәвәрдә, нурғун туңганларниң һазирғичә 11 - сентәбир вәқәсини кәлтүрүп чиқарған осама бин ладинни бир қәһриман дәп қарап, униңға чоқунидиғанлиқи көрситилгән.
Хәвәрдә көрситилишичә, гәрчә бу туңганлар исламни күчлүк қоғдап, өзлирини дуня мусулманлириниң бир қисми дәп тонисиму, әмма уйғур мусулманлири билән болған пәрқини гәвдиләндүрүшкә урунидикән.
Фирансийә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә ийтилишичә, буниң бир сәвәби нурғун уйғурлар мустәқил бир дөләт қурушни халайдиған болуп, бу хитай һөкүмитиниң нервисиғақаттиқ тигидикән. Һалбуки туңганларда бундақ мәсилә мәвҗүт болмиғанлиқи үчүн, улар уйғурларға қариғанда көпрәк диний әркинликтин бәһриман болидикән. (Арзу)