Хитай америкидики ишпийонлуқ паалийәтлирини күчәйтмәктә
2005.02.14
Хитай даирилири, америкиниң илғар пән- техника саһәсидики ишпийонлуқ паалийәтлирини барғансири күчәйткән.
Америка дәвр дорнилиниң америка федерал тәкшүрүш идарисиниң мәлуматлирини нәқил кәлтүрүшичә, хитай пуқралириниң, америка калифорнийә штатидики илғар пән - техникиларни ечиш районида ишпийонлуқ билән шуғуллиниш дилолири һәр йили ٪ 30 әтрапида көпәймәктә.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, өткән йилиниң ахири хитай нәслидин болған америкилиқ бир җуп әр- аял, 500 миң доллар қиммитидики компютер юмшақ диталлирини хитайға елип кәтмәкчи болғинида қолға елинған. Бу юмшақ деталлар башқурулидиған бомба системисини яхшилашта ишлитилидикән.
Хәвәргә қариғанда, федерал тәкшүрүш идариси нөвәттә америка чегриси ичидики 3000 дин артуқ ширкәтниң хитайға ахбарат топлап бериватқанлиқидин гуманлинип, улар үстидин тәкшүрүш елип бармақта. Америка федерал тәкшүрүш идарисиниң бир әмәлдари хитайниң һәрбий күчини тәрәққи қилдуруп, америкиға тақабил туруш үчүн, бу һәқтики ахбаратларни оғрилаватқанлиқини вә бу йолда нурғун адәмләрни ишқа селиватқанлиқини көрсәткән.
Хәвәргә қариғанда, америка федерал тәкшүрүш идариси хитайниң ишпийонлуқ паалийәтлирини тосуш үчүн, нөвәттә нәччә йүз хадимлирини һәр қайси тәтқиқат орунлириға орунлаштурған вә америка ширкәтлири , алий мәктәпләрниң тәтқиқат орунлири билән һәмкарлашқан. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити хитайниң йәттә ширкитигә иқтисадий җаза йүргүзди
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси һенри һайд хитайни әйиплиди
- Росийә сот мәһкимиси хитайға ишпийонлуқ қилған рос алимини җазаға һөкүм қилди
- Тәйвән даирилири үч кишини хитайға ишпийонлуқ қилиш җинайити билән әйибләп тутти