Хитай сақчилири сотқа тартиливатқан бир аял мәһбусниң балисини мәҗбурий алдуривәткән
2004.08.25
Хитай сақчилири йеқинда хроин йөткәш җинайити билән тутулған ма вейхуаниң қорсиқидики 50 күнлүк балисини мәҗбурий алдуривәткән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң " бейҗиң яшлар гезити" дә елан қилинған хәвәрни нәқил кәлтүришичә, 29 яшлиқ мавейхуа бу йил биринчи айда гәнсуниң ләнҗу шәһиридә 1600 грам хроин йөткигәнлиги үчүн қолға елинған болуп, ләнҗу сақчи даирилири -2айда бу аялниң қарши туришиға қаримастин дохтурханида оператсийә тохтамиға өзлири қол қоюпла, униң 50 күнлүк болған балисини мәҗбурий алдуривәткән.
Хәвәрдин мәлум болишичә, елип маңған хроин миқдариға асасланғанда бу аял өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкин икән. Хитайда сақчиларниң һоқуқидин қалаймиқан пайдилинип мәһбусларни қийин-қистақ қилиш әһвали бир қәдәр еғир болуп, илгири гуаңдоң өлкисидә сақчилар бир кишини, салаһийәт кинишкисини унтуп қалғанлиқи сәвәбидинла уруп өлтүргән иди.(Пәридә)