Хитай даирилири 18 нәпәр юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарини җазалиди


2006.09.07

Хитай һәрбий даирилириниң юқири дәриҗилик генераллирини өз ичигә алған 11 нәпәр һәрбий әмәлдари бу йил 6 - айда йүз бәргән айрупилан вәқәсидә мәсулийити бар, дәп җазаланди.

Бу йил 6- айниң 3 - күни хитай һава армийисиниң бир айрупилани әнхуйда радар вә електироник развитка синиқи елип бериватқанда чүшүп кетип, көпчилики мутәхәссисләрни асас қилған айрупиландики40 кишиниң һәммиси өлгән. Вәқәдин кейин хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети мәхсус бир тәкшүрүш гурупписи қурған иди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нәнҗиң һәрбий райониниң һава армийә қисиминиң қомандани җаң җйәнзиң вә нәнҗиң һәрбий райони һава армийә қисиминиң сиясий комисари ваң вейлар хаталашти, дәп қаралған вә нәнҗиң һәрбий райони һава армийә қисиминиң муавин қомандани го чүнгуаңниң қатарида дәриҗиси төвәнлитилгән. Шуниң билән биргә хитайниң 7 һәрбий әмәлдари 26 - июл күни җяңшида йүз бәргән һәрбий базини латқа бесивелиш вәқәсидә мәсулийити бар, дәп қарилип җазаланди. Бу вәқәдә һәрбийләр вә уларниң аилә - тавабатлиридин болуп 48 адәм өлгән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.