Сақчиханиларға җәриманә елиш көрсәткүчи чүшүрүш чәкләнди
2006.03.03
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин кишилик һоқуқ хатириси бойичә изчил тәнқидкә учрап келиватқан хитай даирилири, йеқинда буниңдин кейин сақчиханиларға адәм тутуш көрсәткүчи чүшүрүп беришни чәклиди. Хитайда һазирғичә сақчиханиларға адәм тутуш, җәриманә елиш көрсәткүчи чүшүрүп берилмәктә иди.
Йеқинда хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бу әһвални чәкләп, сақчиханиларға адәм тутуш, җәриманә қоюш көрсәткүчи чүшүрүп беришни тохтитишни тәләп қилған. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, уйғур аптоном райони адәм тутуш көрсәткүчи чүшүрүп бериш әһвали әң еғир район һесаблинидикән. Болупму 11 - синтәбир вәқәсидин кейин хитай даирилири аптоном район бойичә 3 хил күчләрни " бөшүкидә йоқитиш" чақириқи чиқарғандин кейин, сақчиханилар адәм тутуш көрсәткүчини иҗра қилиш бойичә риқабәткә чүшкән.
Вәзийәттин хәвәрдар бәзи әрбаплар, қәшқәр , хотән қатарлиқ уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған сәзгүр районларда бәдән чиниқтуридиған бәзи уйғурлар ни" миллий бөлгүнчи" , " терорчи" дегән гуманлар билән қолға елиш вәқәлири йүз бәргән.
" Тәңритағ тори" ниң хәвәр қилишичә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи " адәм тутуш, җәриманә қоюш вә һәқ елиш көрсәткүчи чүшүрүп беришкә һәргиз болмайдиғанлиқини" әскәртиш билән биргә, ярдәмчи хадимларниң қанун иҗра қилишиға йол қоюлмайдиғанлиқини тәкитлигән.
Көзәткүчиләр, уйғур аптоном районидики йеза - кәнт дәриҗилик бирләшмә аманлиқ әтрәтлирини халиғанчә адәм тутуш, сорақ қилиш вә җәриманә қоюш билән әйиблимәктә иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ әмәлдарлири: тән җазаси қобул қилинмайдиған қилмиш
- Б д т әлчиси хитайдики қийин- қистаққа елиш әһваллирини тәкшүриду
- Хитай әйдиз мәһбуслар үчүн түрмә салидиғанлиқини рәт қилди
- Хитайда сақчиларға һуҗум қилиш вәқәлири көпәймәктә
- Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси хитайни зиярәт қилмақчи