Җияң земин хитай армийисини компартийә вә хо җинтавни қоллашқа чақирди
2004.09.20
Хитай мәркизий һәрбий ишлар комитети рәисилики вәзиписидин истепа бәргән җияң земин, дүшәнбә күни хитай қораллиқ қисимлирини компартийиниң рәһбәрликигә вә армийиниң йиңи баш қомандани хоҗинтав ға бойсунушқа чақирди.
Хитай дөләтлик телевизийисиниң билдүрүшичә, җияң земин хитай мәркизий һәрбий комитетиниң кеңәйтилгән йиғинида қилған сөзидә, компартийиниң армийини йетәклиши һаят-маматлиқ мәсилиси икәнликини тәкитлигән. У шундақла хитай армийисиниң тәйвәнни қайтидин хитайға қошивилиш мәсилисидә һәрбий күч ишлитиш принсипидин һечқачан ваз кәчмәслики керәкликини билдүрди.
Ройтерис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җияң земин сөзидә йәнә тарихий вәзипәмни вә тарихий мәсулийитимни толуқ орундап пенсийигә чиққанлиқим үчүн интайин хушал мән дегән. Лекин у йәнә, гәрчә пенсийигә чиққан болсиму, әмма вәқәләрни йеқиндин көзитип туридиғанлиқини, болупму армийә ичидики мәсилсиләргә вә армийиниң тәрәққиятиға диққәт қилип туридиғанлиқини тәкитлигән. (Қанат)
- Җаң земин, мәркизи һәрбий ишлар кометитиниң рәисликидин айрилди
- Хитай компартийисиниң 4 - омомий йиғини ечилди
- Хитай чен шүйбийәнниң "тәйвән" аталғусини ишлитиш тәлипини әйиблиди
- Хоңкоң парламент сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинди
- Хитай компартийисиниң йиғини һарписида, шаңхәйдики бир өктичи тутулди
- Хитай рәһбәрлири арисидики һоқуқ күришиниң муқами йүксәлди
- Хоңкоңда парламент сайлими өткүзүлди
- Хитай сақчилири хитай компартийисиниң 4 - омумий йиғининиң һарписида миңлиған кишиләрни тутти
- Бейҗиң һөкүмити хуңкоңдики парламент сайлимиға арилашқанлиқи үчүн тәнқидләнди
- Ху җиңтав дунядики он чоң диктатурниң үчинчиси икән