Хитайда җинсий нисбәт пәрқи чоңаймақта
2006.07.12
Нөвәттә хитайдики җинсий нисбәт пәрқи барғансери чоңийиватқан болуп, бу хитайниң нопус екологийисигә чоң тәсир көрсәтмәктә. Шундақла бу пәрқ мушу сүрәт билән давамлишивәрсә, 2020- йилиға кәлгәндә хитайда тәхминән 24 милйон әр бойтақ қалидикән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, бу әһвал хитай әмәлдарлирини һөкүмәтни бу мәсилигә ниспәтән җиддий муамилә қилишқа чақиришқа үндигән. Статистикиға қариғанда, хитайда һазир қизлар билән оғулларниң нисбити 119:100 болуп, бу бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асасий өлчимидики 103:100 нисбәттин көп юқири болған.
Бейҗиң университетиниң нопус мутәхәссиси му гуаңзуң, хитайда туғулған бовақлардики җинсий нисбәт пәрқиниң 80- йиллардин башлап чоңийишқа башлап, һазир нопус екологийисидә қизил рәқәм көрүлүштәк хәтәрлик әһвалға келип қалғанлиқини билдүргән.
Хитайниң нопус сияситигә мәсул дөләт кабенти әзаси хуа җйәнмиң хитай әмәлдарлириға бу һәқтә җиддий чақириқ оттуриға қоюп, " хәлққә, дөләткә вә тарихқа күчлүк мәсулийәтчан болуш роһи билән җинсий нисбәт пәрқи мәсилисини бир чоң мәсилә дәп қарап, уни муһим ишлар күн тәртипигә қояйли" дегән.
Хитайда җинсий нисбәт пәрқиниң чоң болуп кетиши, асаслиқи хитайларниң оғул бовақларни әтива көрүши сәвәбидин келип чиққан. Шу сәвәбтин хитайда һазир дохтурханиларниң һамилдар аялларға һамилисиниң қиз-оғуллиғини ейтип бериши чәкләнди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сақчилири қарғу кишилик һоқуқ паалийәтчиси ченға тәһдит салған
- Пиланлиқ туғут сәвәбидин шәншидики 11 нәпәр әмәлдар хизмитидин еливетилди
- Б д т нопус фонди җәмийити хитай пиланлиқ туғут сияситигә бәргән ярдәм түрини ақлиди
- Хитайда пиланлиқ туғутқа қарши паалийәтчи уруп яриландурулди
- Һамилдарларни бала алдурушқа мәҗбурлиған әмәлдарларниң мәсулийити сүрүштүрүлидикән