Хитайниң гүйҗу өлкисидики көмүрканда йүз бәргән партлашта 15 ишчи өлди
2005.10.24
Хитайниң гүйҗу өлкиси чилоң наһийисидики бир көмүрканда йүз бәргән партлаш вәқәсидә 15 көмүркан ишчиси өлди вә үч ишчи яриланди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни йүз бәргән вәқәдә йәттә ишчи партлаш җәрянида 8 ишчи өлгән болуп, кан астида қалған 7 ишчини қутқузуш паалийәтлири нәтиҗә бәрмигән. Хәвәрдә ейтилишичә, партлашниң сәвәби үстидә тәкшүрүш елип берилмақта.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, хитайдики көмүрканлар дуняниң әң хәтәрлик көмүрканлири болуп, өткән йили хитайдики көмүрканларда йүз бәргән партлаш, өт кетиш вә су бесиш вәқәлиридә 6000 дин көп ишчи өлгән.
Хитай һөкүмити, бихәтәрлик әһвали яхши болмиған йүзлигән көмүрканларни тақиғанлиқини вә ишчиларни начар бихәтәрлик шараитида ишләткән көмүркан игилирини җазалайдиғанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канларға пайчек болуши чәкләнди
- Хитайда, көмүр кан ишчилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Хитайдики көмүр кан һадисилиридә алтә һәптә ичидә 700 ичи өлди
- Чәй зуңго хитайдики көмүр кан мәсилиси һәққидә тохталди
- Хитайда тәбиий апәтләр түпәйлидин өлгәнләр сани күндин - күнгә көпәймәктә