Хилуңҗяң өлкисидә йүз бәргән кан партлашта 134 адәм өлди
2005.11.28
Йәкшәнбә күни, хитайниң хилуңҗяң өлкисидики дуңфең көмүрканида йүз бәргән партлаш вәқәсидә 134 кан ишчиси өлди вә 79 ишчи из- дерәксиз йоқап кәтти.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, партлаш йүз бәргән мәзгилдә көмүрканда 221 ишчи ишләватқан болуп, һазирғичә 74 ишчи кан астидин сақ-саламәт чиқирилған.
Хитайдики көмүрканлар, бихәтәрлик җәһәттин дунядики әң начар көмүрканлар һесаблнииду. Хитайдики көмүрканларда һәр күни дегүдәк, от кетиш, партлаш вә су бесиш қатарлиқ вәқәләр йүз берип туриду һәмдә бу вәқәләр түпәйлидин хитайда һәр йили миңлиған ишчи өлиду.
Гәрчә хитайда бихәтәрлик вәзийити начар болған көмүрканларни тақаш тоғрисида паалийәтләр елип бериливатқан болсиму, лекин хитайниң инергийигә болған еһтияҗи бу паалийәтләрниң тез нәтиҗә беришигә тосқунлуқ қилмақта.
Бу арида шинхуа агентлиқиниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, өткән һәптә хебий өлкисидики бир көмүрканда йүз бәргән партлаш вәқәсидә из-дерәксиз йоқ болуп кәткән 18 көмүркан ишчисиниң өлгәнлики ениқланған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Харбинда су билән тәминләш әслигә кәлди
- Чоңчиңдики бир химийә завутида партлаш йүз берип, бир адәм өлди
- Хитайниң харбин шәһири дәря сүйиниң булғиниш тәһдити астида қалди
- Хитай нефитлигиниң җилиндики хемийә-санаәт завутида партлаш йүз бәрди
- Хитайда һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канларға пайчек болуши чәкләнди