Хенән көмүр кан вәқәсиниң мәсуллири қолға елинди
2005.12.05
Хенәнниң әншиң наһийисидики бир шәхсий көмүр канда йүз бәргән кан вәқәсидин кейин қечип кәткән кан игиси вә икки алақидар хадим тутулди.
Өткән җүмә күни йүз бәргән сигув көмүр канидики су елип кетиш вәқәсидә, 42 ишчи кан астида қамилип қалған. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, вәқә йүз бәргәндә 76 ишчи кан астида мәшғулат елип бериватқан болуп, уларниң ичидә 34 и қечип чиқалиған. Һазир кан астида қамилип қалғанларниң һаят- маматлиқи техи мәлум әмәс.
Вәқә йүз бериш сәвәбиму техи ениқланмиған. Вәқә йүз бәргәндин кейин, канниң хоҗайини җин вә икки башқурғучиси қечип кәткән. Улар дүшәнбә күни сақчилар тәрипидин тутулған. Буниңдин сирт, хейлоңҗяңниң дуңфиң көмүр кенида йүз бәргән вәқәдә өлгәнләрниң сани 170 гә йәткән. Хитайдики көмүр канлар дуня бойичә әң хәтәрлик көмүр канлар һесаблиниду. Һөкүмәт көмүр канларниң бихәтәрликини яхшилаш һәққидә қайта- қайта вәдә қилған болсиму, әмма көмүр кан вәқәлири күндә дегүдәк йүз берип турмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң гүйҗу өлкисидики көмүрканда йүз бәргән партлашта 15 ишчи өлди
- Хитайда һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канларға пайчек болуши чәкләнди
- Хитайда, көмүр кан ишчилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Хитайдики көмүр кан һадисилиридә алтә һәптә ичидә 700 ичи өлди
- Чәй зуңго хитайдики көмүр кан мәсилиси һәққидә тохталди