Хебийдики көмүркан партлишида аз дегәндә 54 адәм өлди


2005.12.07

Хитайниң хебий өлкисидики бир көмүрканда чаршәнбә күни партлаш йүз берип, аз дегәндә 54нәпәр ишчи өлди. Йәнә 22 ишчи из -дерәксиз йоқалди. Бу хитайда икки һәптә ичидә йүз бәргән үчинчи чоң көмүркан вәқәси болуп һесаблиниду.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, таңшән шәһиридики бу көмүрканда партлаш йүз бәргәндә, кан астида 123 нәпәр ишчи мәшғулат елип бериватқан. Хитай даирилири дәсләптә ишчиларниң27 синиң қечип қутулғанлиқи, 96 синиң йоқалғанлиқини билдүргән. Әмма әң йеңи мәлуматлирида, партлашта 54 адәмниң өлгәнликини, 22 адәмниң из- дерики тепилмиғанлиқини көрсәтти.

Йеқинқи икки һәптә ичидила хитайдики көмүркан вәқәлиридә өлгәнләрниң сани 200 дин ашти. Хитайдики көмүрканлар дунядики әң хәтәрлик көмүрканлар һесаблинидиған болуп, һәр йили 6000 дин артуқ киши һәр хил көмүркан вәқәлиридә өлиду. Хитай һөкүмити көмүрканларниң бихәтәрликини яхшилаш һәққидә һәр хил тәдбирләрни қоллиниватқан болсиму, әмма униң үнүми көрүнәрлик болмиди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.