Хитай бойичә бу йил көмүркан вәқәлиридә өлгәнләр сани өткән йилға қариғанда көпәйди


2005.12.13

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, гәрчә хитай даирилири көмүр канларда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишкә көп вәдәқилған болсиму, әмма бу йил 11 - декабирғичә өткән йилниң охшаш мәзгили билән селиштурғанда көмүр кан вәқәлиридә 206 адәм көп өлгән.

" Җоңго гезити" ниң хәвәр қилишичә, бу йил хитай бойичә көмүр канларда 2939 вәқә йүз бәргән, бу вәқәләрдә 5491 адәм өлгән болуп, буни өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда бу йил 206 адәм көп өлгәнлики мәлум болған.

Бу сан уйғур аптоном райониниң бай наһийисидики ятар көмүр кени, фукаң қатарлиқ җайларда йүз бәргән көмүр кан вәқәлирини өз ичигә алиду. Фукаңдики көмүр кан вәқәсидә 83 адәм өлгән иди.

Бу арида шинхуа ахбарат агентлиқи, хейлоңҗаңдики читахей көмүр кенида бу йил ноябирда йүз бәргән көмүркан вәқәсидә өлгәнләрниң аилә - тавабатлири көмүр кан игилири билән төләм төләш мәсилиси бойичә келишим һасил қилғанлиқини хәвәр қилди. Келишим бойичә көмүр кан игилири һәр бир өлгән ишчиға 200 миң йүәндин төләм төләшкә мақул болған.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик ишләпчиқириш бихәтәрлик идарисиниң башлиқи ли йиҗоң, көтүрүш иқтидаридин ашуруп көмүр ишләпчиқармақчи болған канларниң " қаттиқ қоллуқ" билән башқурулидиғанлиқини билдүргән. Линиң тәкитлишичә, бу йил 31 - декабирға қәдәр хитай бойичә 4000 көмүр кан тақиветилидикән.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.