Хитай билән филиппин бир йерим милярд долларлиқ сода келишими түзди


2005.04.27

Филиппинда зиярәттә боливатқан хитай дөләт рәиси ху җинтав чаршәнбә күни, филиппин даирилири билән бир йерим милярд америка доллири қиммитидики 14 түрлүк сода келишими түзди.

Хитай рәиси ху җинтав, филиппинниң тәбиий байлиқиниң моллиқини, әмма уни ечиш хизмәтлириниң йетәрлик болмайватқанлиқини әскәртип, юқирида берилгән пулниң 2/3 қисмини филиппинниң тәбиий байлиқини ечиш ишлириға ишлитидиғанлиқини билдүрди.

Хитай иқтисадиниң тәрәққий қилишиға әгишип, хитай һөкүмити асиядики хошна дөләтләр билән болған сода алақини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бериватқан болуп, филиппин буларниң арисидики муһим нишанларни бири һесаблиниду.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.