Сарс тәһдити йәнә башланди


2004.09.14

Франсийә агентлиқиниң хәвиридин мәлум болишичә, дуня сәһийә тәшкилати сәйшәнбә күни агаһландуруш берип, юқумлуқ сарс кесилиниң бу йил қишта йәнә қайта қозғилиш мумкинчиликини илгири сүргән. Чүнки сарс кесили хитайда һазирға қәдәр тәлтөкүс йоқитилмиған.

Дуня сәһийә тәшкилати, шаңхәйдә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, "сарс микробиниң қозандин ибарәт бу хил һайвандин тәлтөкүс йоқап кәтмигәнлики һәққидә қолимизда һечқандақ испат йоқ, шуңа бу хил микроб йәнә һәрқандақ вақитта адәмләргә йоқиши мумкин" дәп оттуриға қойған .

Дуня сәһийә тәшкилати, өзигә әза дөләтләрни өз- ара һәмкарлишишқа чақирип, ортақ йосунда сарсниң қайта тәкрарлинишиниң алдини елишни тәләп қилди.

Өткән йили пүтүн дуняда 8 миң адәм сарстин юқумлинип, 800 адәм бу кесәл сәвәбидин һаятидин айрилған иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.