Хитайдики чума вә сарс кесили тәһдити
2004.10.27
Хитайниң чиңхәй өлкисидә таралған юқумлуқ чума кесили сәвәбидин һазирғичә 8 киши қаза тапти. Хитай һөкүмәт даирилири нөвәттә бу кесәлни пүтүнләй контрол қиливалғанлиқини илгири сүрмәктә.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң чаршәнбә күни хәвәр қилишичә, чиңхәйдә җәмий 19 кишиниң юқумлуқ чума кесилигә гириптар болғанлиқи байқалған болуп, уларниң арисида 11 киши қутқузивелинған.
Бу кесәлни юқтуривалғанлар асаслиқи чиңхәйниң шилигов дегән җайидики деһқан вә чарвичилар болуп, улар суғур гөшини йигән яки уни өлтүргәнлики сәвәбидин бу кесәлни юқтуривалған икән.
Хитай йеқинқи бир нәччә йиллардин буян юқумлуқ кесәлләрниң тәһдитигә бир қәдәр еғир учрап кәлгән болуп, хитай сәһийә министири чаршәнбә күни хитайдики һәрқайси сәһийә мәмурий органлириниң бу йил қишта сарс кесилиниң алдини елиш тәйярлиқлирини пухта елип беришини тәләп қилди.
2002- Йили 11- айда башланған сарс дәп нам берилгән ғәйри типтики юқумлуқ өпкә яллуғи кесили хитайда 300 нәччә кишиниң өлишини кәлтүрүп чиқарған иди. (Пәридә)