Хитайда менингит кесили сәвәбидин бәш киши өлди


2005.01.30

Хитайниң шәрқий қисмидики өлкиләрдә менингит кесили тарқилип, бу айниң ичидила бәш адәм өлди.

Хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, әнхүй өлкисиниң хевий, йүәнху қатарлиқ 11 шәһәр вә районларда менингит кесили тарқалған. Буниңдин сирт, җяңсуниң нәнҗиң шәһиридиму менингит кесилигә гириптар болған бимарлар байқалған.

Хитай сәһийә даирилириниң билдүрүшичә, мәзкур кесәлгә гириптар болғанларниң көп қисми 13 - яштин 18 яшқичә болған яш - өсмүрләр икән.

Хитай һөкүмитиниң билдүрүшичә, йеқинқи бир айдин буян, әнхүй өлкисидила менингит кесили билән ағриған бимардин 61 и байқалған болуп, уларниң көп қисми пүтүнләй сақайған. Әмма йәнә йәттә бимар давалиниватқан икән.

Менингит кесили, меңә пәрдисиниң яллуғлиниш характеридики кесәллик. Хитайниң шәрқий районлирида тарқиливатқан менингит кесили асаслиқи бактерийә тәрипидин қозғитилған болуп, асан юқумлинидикән вә контрол қилмақ нисбәтән тәс икән.

Хитай сәһийә даирилири, дөләттики барлиқ оттура- башланғуч мәктәпләрдин оқуғучиларда қизитма, қаттиқ баш ағриш, қусуш вә боюн қетип қелиш қатарлиқ аламәтләрниң көрүлгән- көрүлмигәнликигә қаттиқ диққәт қилишни тәләп қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.