Сичүәндә сәвәби ениқ болмиған кесәл билән өлгән адәм сани 17 гә йәтти


2005.07.24

Сичүән өлкиси, зияң шәһиридә сәвәби ениқ болмиған бир хил кесәллик тарқилип, өлгән адәм сани 17 гә йәткәндин сирт йәнә, 12 адәмниң әһвали интайин еғир икән.

Шинхуа агентлиқиниң 24 - июл күнидики хәвиригә қариғанда, сәвәби ениқланмиған бу хил җиддий характирлик кесәлгә гириптар болған адәм сани 58 гә йетип, давалаш нәтиҗисидә 27 адәм хәтәрдин қутулған.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу хил кесәлниң аламәтлири, мағдурсизлиқ, көңли айниш, қусуш, терә астида қан уюп қелиш вә пәйләрниң тартишип қелиш қатарлиқ тәрәпләрдә көрүлидикән. Бу хил кесәлгә гириптар болған бимарларниң һәммиси деһқанлар икән.

Хоңкоңда чиқидиған "нәнхуа әтигәнлик гезити" ниң хәвиридә көрситилишичә, хитайдики сәһийә хадимлириниң дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисидин қариғанда, кесәлгә гириптар болғучилар илгири кесәл вә қой билән чошқиларни беқиш шуниңдәк өлгән чошқа қойларни бир тәрәп қилиш ишлирини елип барған деһқанлар икән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.