Хитайда оттуриға чиққан сирлиқ кесәлликтә өлгәнгәнлар сани 24 гә йәтти
2005.07.26
Сәйшәнбә күни хитай сәһийә министирлиқи баянат елан қилип, хитайда 24 кишиниң өлүмигә сәвәб болған сирлиқ кесәлликниң чошқилар арисида тарқалған бир хил бактирийәдин келип чиққанлиқини җакарлиди. Баянатта ейтилишичә, кесәллик адәмләрдин адәмләргә юқмайдикән.
Франсийә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, мәзкур кесәллик наһайити хәтәрлик болуп, һазирғичә сичвән өлкисидә бу кесәллик билән юқумланған 76 кишиниң 24 и қаза қилған.
Хитай күндилик гезитиниң хәвәр қилишичә, мәзкур кесәллик билән юқумланған йәнә 21 кишиниң әһвали еғир икән. Хитай сәһийә министирлиқиниң баянатида ейтилишичә, қизитма, баш қейиш вә қусуш мәзкур кесәлликниң әң муһим бишарәтлири болуп һесаблинидикән. Хәвәрләргә қариғанда, бу кесәллик хитайниң зияң вә ниҗияң шәһәрлири әтрапидики 75 йезида тарқалған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур кесәллик билән юқумланғанлар арисидики өлүм нисбитиниң наһайити юқири болуши, кишиләрни қаттиқ қайғуландурған. Бәзи кишиләр, хитайниң җәнубий районида сарс вә қуш зукиминиң қайтидин баш көтәргән болуши мумкинлиқидин әндишә қилған.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң баянатчиси боб дйитсз, филипинниң пайтәхти манилада бәргән баянатида, дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда оттуриға чиққан бу йеңи кесәлликни наһайити җиддий қарап, вәзийәтни йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүрди. (Қанат)