Дуня сәһийә тәшкилати тоңгуз кесилиниң ямрап кетишидин әндишә қилмақта
2005.07.27
Хитайниң сичуән өлкисидә таралған сирлиқ тоңгуз кесилидә өлгән вә юқумланғучиларниң сани чаршәнбә күни давамлиқ ешип, өлгәнләрниң сани 27 гә, юқумланғучилар болса 117 гә йәткән. Шундақла һазир буларниң арисида йәнә 21 бимарниң әһвали хәтәрлик басқучта икән.
Дуня сәһийә тәшкилати һазир, бу районда шунчә көп кишиниң бирла вақитта бу кесәлни юқтуривелиши вә өлүш нисбитиниң бундақ юқири болишиға һәйран қалмақта һәмдә буниң йәнә давамлиқ ямрап кетишигә қарита әндишисини ипадилимәктә.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң баянатчиси чаршәнбә күни гәрчә, илгири тоңгуз кесили бир-икки кишидә көрүлгән болсиму, әмма бирла вақитта бундақ көп адәмниң бу кесәл вируси билән юқумлиниш әһвалиниң көрүлүп бақмиғанлиқини билдүрди.
Дуняда аз учрайдиған бу хил кесәл дәсләп 1968 -йили данийәдә байқалған болуп, шуниңдин тартип һазирғичә пүтүн дуняда бундақ кесәл кишидин 200 и көрүлгән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда оттуриға чиққан сирлиқ кесәлликтә өлгәнгәнлар сани 24 гә йәтти
- явропа иттипақиниң рәиси хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә агаһландурди
- Мутәхәссисләр: чиңхәйдики қуш зукам вирусиниң әтраптики районларға тарқилиш мумкинчилики зор
- Дуня сәһийә тәшкилати, қуш зукиминиң башқа районларға тарқилишидин әндишә қилмақта