Сичуәндә вирусқа қарши паалийәт җиддий елип берилмақта


2005.07.31

Хитайниң сичуән өлкисидә, вирусқа қарши ваксин уруш ишлири җиддий елип берилмақта. Нөвәттә, сичуәндә чошқидин таралған вирустин юқумлинип өлгән адәм сани 34 кә йәткән.

Шинхуа агентлиқиниң 31 - июл күнидики хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити 350 миң чошқиға йетәрлик ваксинни сичүән өлкисигә йоллиған, буниңдин сирт йәнә, 10 милйон чошқа үчүн алаһидә бир хил ваксин ишләп чиқирилмақта икән. Бу хил ваксинлар йәнә вирус тәсиригә учриған һәрқайси районларға әвәтилидикән.

Хитай сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, шәнбә күнигә қәдәр 174 адәмниң чошқа вирусидин юқумланғанлиқи ениқланған болуп, уларниң көпинчиси кесәл чошқиларни баққан вә кесәл чошқа гөши истимал қилған кишиләр икән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.