Хитай язғучиси шитав дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән қолға елинди
2004.12.05
Хитай һөкүмити, мустәқил хитай язғучилири қәләмкәшләр җәмийитиниң әзаси, мухбир вә язғучи шитавни 24 - өктәбир күни " дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш "җинайити билән әйибләп қолға алған.
Америка авази радиосиниң хәвиригә қариғанда, шитав шәнши өлкиси тәййүән шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик тармақлири тәрипидин елип кетилгәндин кийин, аилә тавабиатлири һазирғичә хәвирини алалмиған.
Хәвәргә қариғанда, шитав илгири "қанун күндилик гезити" қатарлиқ хитайдики бир нәччә чоң гезитханиларда вәзипә өтигән. Йеқинқи йиллардин буян, у изчил түрдә чәтәлдики интернет торида тарқитилидиған "демократийә мунбири "жорнилиға мақалә әвәткән.
Униң иниси, шитавниң дөләт мәхпийәтликини игиләш имканийити пәқәтла йоқ икәнликини, униң қолға елиниши чәтәлдики тор бәтлиригә мақалә әвәткәнлики билән мунасивәтлик болиши мумкинликини билдүрди.
Хитай һөкүмити даим "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити" дегән нам билән сияси көз қариши охшаш болмиған кишиләрни бастуриду. Хитай һөкүмити илгири уйғур тиҗарәтчиси рабийә қадир ханимниму, америкидики йолдишиға йәрлик гезит әвәткәнликини баһанә қилип, "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити " билән сәккиз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда бир оттура мәктәптики қатиллиқ вәқәсидә тоққуз оқуғучи өлтүрүлди
- Сичүәндики наразилиқ намайиши җәрянида бир намайишчи уруп өлтүрүлди
- Хитай һөкүмити хоңкоңда рифирандум елип беришни рәт қилди
- Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш қилмишлирини йоқитидиғанлиқини билдүрди
- Бир хитай ишчиси ишқа орунлаштуруш идарисиға наразилиқ билдүрүп өзигә от қоюп бәрди
- Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш сияситигә қарши чиққан икки кишини түрмигә ташлиди
- Хитайлар йешил карт түзүмини йолға қоюшқа башлиди