Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ доклатидики әйипләшләрни рәт қилди
2005.03.29
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни баянат елан қилип, америка ташқи ишлар министирлиқиниң дүшәнбә күни елан қилған кишилик һоқуқ доклатиға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар минситирлиқи дөләтләрниң кишилик һоқуқ вә демократийә вәзийитини яхшилаш һәққидә елан қилған доклатида, хитайда кишилик һоқуқ вәзийитиниң йәнила интайин начарлиқини көрсәткән иди.
Хитай ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав сәйшәнбә күнидики баянатида, америкиниң "йолсизларчә" хитайни әйиплигәнликини билдүрди. У сөзидә " хитай кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилашта зор илгириләшләрни қолға кәлтүрди. Америкиниң бундақ доклат елан қилиши, америка- хитай мунасивитиниң яхшилиниши вә кишилик һоқуқ диалоги елип бериш үчүн пайдисиз" деди.
Буниң алдида, америка ташқи ишлар министири кондилиза райис америкиниң кишилик һоқуқ доклати һәққидә тохтилип, америкиниң башқа дөләтләр билән болған мунасивити, мәзкур дөләтләрниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш- қилмаслиқи билән бәлгилинидиғанлиқини билдүргән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка ташқи ишлар министирлиқи "2004 - йиллиқ дөләтләрдики кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш доклати" ни елан қилди
- Хитай, америкиниң "дөләтни парчилашқа қарши қанун" чиқиришни қайта ойлишиш тәлипини рәт қилди
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқини әйиблиди
- Хитай америка ташқи ишлар министирлиқиниң әйиблишини рәт қилди
- Хитай һөкүмити америкиға сияси мәһбуслар тизимликини тапшурди