Фладелфийә тәкшүргүчиси гезити: хитайда кишилик һоқуқ йәнила назук мәсилә
2005.12.27
Америкида чиқидиған " фладелфийә тәкшүргүчиси" гезити сәйшәнбә күни хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида мақалә елан қилип, хитайда аз дегәндә аяллар - балилар әткәсчилики, диний әркинлик вә әйдиз кесәллики қатарлиқ 3 мәсилә җидди диққәт қилишқа тегишлик саһәләр, дәп көрсәтти.
Хәлқара аммивий сәһийә мутәхәссиси сизар челала тәрипидин йезилған мақалидә, бу мәсилиләрниң уйғур вә тибәт аптоном районлирида пәвқуладдә еғир икәнлики тәкитләнгән. У, " хитайниң шинҗаңда мусулман уйғурларға бастуруш сияси йүргүзиватқанлиқи һәммимизгә мәлум. Түркий тилида сөзлишидиған 8 милйон әтрапидики бу милләт, ахириқи 10 йилда бир милйондин артуқ хитай көчмәнлириниң районға келип олтурақлашқанлиқиға қаримай, өз мәдәнийәт кимликини сақлап қелиш үчүн мушәққәтлик күрәш қилмақта" дәйду.
Сизар челаланиң тәкитлишичә, аяллар әткәсчилики хитайда әйдиз қатарлиқ юқумлуқ кесәлләрниң җинсий йоллар билән тарқилишини техиму күчәйтмәктә. У, "хитай һөкүмитиниң әйдиз актиплириға тутқан контрол қилиш вә тәһдит селиш сиясити кишилик һоқуқ саһәсидә кишини әндишигә салидиған йәнә бир мәсилә" дегән. Униң агаһландурушичә, "хитай әйдиз вирусиниң кеңийиш тәһтидигә дуч кәлмәктә. Әгәр буни контрол қилмиса узунға бармай партлаш характерлик ақивәткә қелиши мумкин".
У йәнә хитайниң диний ишларни башқуруш бәлгилимисини тәнқидлигән. Сизар челала," хитай һөкүмити диний ишларни башқуруш бәлгилимиси қатарлиқ сиясәтләр арқилиқ диний әркинликни боғмақта. Хитай асаси қануни пуқраларниң диний әркинликини етирап қилсиму, әмма диний ишлар бәлгилимиси бойичә хитайда пәқәт бәшла дин һөкүмәт тәрипидин етирап қилинған" дәйду. Хитай уйғур аптоном районида оттура - башланғуч, алий мәктәп оқуғучилири вә дөләт кадирлириниң намаз оқуш, роза тутуш вә һәҗгә беришини чәклигән. (Әркин)