Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бушни хитайға кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишлитишкә чақирди
2006.04.10
Америкидики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати дүшәнбә күни америка президенти җорҗ W бушни хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитай рәһбәрлиригә бесим ишлитишкә чақирди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири дериктори брәд адамс " һазир хитай рәһбәрлириниң бәргән вәдилирини әмәлгә ашуридиған вақти йетип кәлди" деди.
Брәд адамс йәнә, хитай һөкүмитиниң хели йиллардин буян "алди билән иқтисадий ислаһат, андин сиясий ислаһат қилимиз" дегәнни тәкитләп кәлгәнликини, шуңа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири еғирлишивәргичә, бушниң чоқум ислаһат вақтиниң йетип кәлгәнликидә чиң туруши лазимлиқини билдүрди.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу баянатида асаслиқи хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америкиға қилидиған зияритини нәзәрдә тутқан болуп, улар бушниң бу пурсәттин пайдилинип ху җинтавға кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишлитишини күтмәктә.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йәнә, бушниң хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә оттуриға қоюшқа тегишлик болған мәсилиләрни 6 түргә айриған. Улар диний әркинлик, сөз әркинлики, мәтбуат әркинлики, әдлийә сестимиси вә тән җазаси қатарлиқлар. Мәзкур тәшкилат йәнә, хитай һөкүмитиниң сиясий мәһбусларни қоюп бериши керәкликини тәкитлигән.