Хитай сақчилири қарғу кишилик һоқуқ паалийәтчиси ченға тәһдит салған
2006.06.25
Мәҗбурий бала алдуруш әһваллирини паш қилғанлиқи сәвәбидин тутқун қилинған қарғу кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчен йеқинда хитай сақчилири тәрипидин тәһдиткә учриған.
Ченниң адвукати линиң ройтерс агентлиқиға ейтишичә, бир нәпәр сақчи әмәлдари ченға " түрмидә адәмниң өлиши наһайити асан. Техи йеқинда бирси өлди. Әгәр сән гунаһиңни үстүңгә алмисаң, бу йәрдин сақ чиқип кетимән дәп хам хиял қилма" дәп тәһдит ишләткән.
Чен гуаңчең мустәқил кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуп, у хитай даирилириниң мәҗбурий бала алдурушқа мунасивәтлик бир қатар вәқәләрни паш қилғанлиқи сәвәбидин өткән йили 9- айдин башлап хитай сақчилири тәрипидин өйдә нәзәрбәткә елинип, өткән һәптә рәсмий қолға елинған. Хәлқара тәшкилатлар ченниң вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлмәктә.
Ченниң адвукати ли, сақчиларниң ченға йетәрлик тамақ бәрмәйватқанлиқи вә униңға тәһдит салғанлиқидин хәвәрдар болғандин кейин, нөвәттә сақчилар үстидин бу һәқтә әрз қилишни пиланлимақта. Шундақла ченниң аяли йолдишиниң саламәтликидин вә сақчиларниң уни қийинап қелишидин әндишә қилмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә кишилик һоқуқ паалийәтчиси йү фусәйниң давалинишиға иқтисадий ярдәм қилди
- Хитай йәнә бир өктичи язғучини қолға алди
- Пиланлиқ туғут сәвәбидин шәншидики 11 нәпәр әмәлдар хизмитидин еливетилди
- Хитайда икки нәпәр өктичи из дерәксиз йоқап кәткән
- Б д т нопус фонди җәмийити хитай пиланлиқ туғут сияситигә бәргән ярдәм түрини ақлиди