Җоңго кишилик һоқуқи тәшкилати хитайниң қанунчилиқи кәйнигә чекинмәктә, дәп әйиблиди
2006.08.29
Мәркизи ню - йорктики җоңго кишилик һоқуқ тәшкилати доклат елан қилип, хитай даирилириниң кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвукатларға зәрбә бериш һәрикитини қанун җәһәттики чекиниш, дәп әйиблиди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, доклатта җоңго кишилик һоқуқ тәшкилати җоңго даирилири бәзи адвокатлар үстидин ялған дилоларни ясап чиқип уларни қолға алди вә бу кишиләрниң кишилик һоқуқ паалийити билән шуғуллунишини чәклиди, дәп язған.
Мәзкур тәшкилатниң әскәртишичә, назук дилоларға четилип қалған бәзи адвукатлар даириләр тәрипидин аваричилиққа учриған, қорқутулған вә таяқ йегән. Доклатта, "кәспий адвукатларға зәрбә беридиған бу һәрикәтләр кишиләрни җоңго һөкүмитиниң қанун - түзүм қурулуши тоғрисида бәргән вәдисидин гуманландурмақта," дәйду.
Җоңго кишилик һоқуқ тәшкилатиниң әскәртишичә, җоңго кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлишип кетиши компартийә ичидики қаттиқ қоллар гуруһиниң һәрикити билән мунасивәтлик икән. Доклатта, қаттиқ қоллар гуруһи пуқраларни мәҗбури көчүрүшкә қарши турғучилар вә йеза сайлимини қоллиғучиларға зәрбә бәрмәктә, дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Адвокатлар кишилик һоқуқи паалийәтчи қарғу чең гуаңчиңниң сотини байқут қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди
- Хитай, нефит үчүн хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә хилаплиқ қиливатқанлиқини рәт қилди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдики адвукат гав җиаң һәққидә қарар мақуллиди
- Хитай фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни рәт қилди