Йеқиндин буян хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, адәттин ташқири диққәткә сазавәр болмақта
2007.12.20
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә хитай ичидики тәнқидчиләрниң тәкитлишичә, хитай олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписиға қәдәр кишилик һоқуқ хатирисидә һечқандақ өзгириш елип бармиған вә хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисидә турмиған.
Олимпик қанунида ениқ һалда ; " милләт, дин, сиясәт, җинси вә яки башқа баһаниларда бир дөләткә яки бир шәхскә қарита һәрқандақ бир шәкилдә елип берилған кәмситиш һәрикити, олимпикқа әза болуш салаһийитигә мунасип кәлмәйду". " Һечқандақ кәмситиш йүз бәрмигән шараитта, олимпик роһиға мас келидиған тәнтәрбийә паалийити арқилиқ яшларни тәрбийиләп, бу арқилиқ, тинч вә техиму гүзәл дуня бәрпа қилиш үчүн төһпә қошуш" дегән маддилар тәкитләнгән болуп, шуңа нөвәттики хитайниң кишилик һоқуқ әһвали хитайниң ичи вә сиртидики көзәткүчиләр вә тәнқидчиләрниң алаһидә диққитини қозғимақта.
Нурғунлиған тәнқидчиләрниң билдүрүшичә, хитай әйни вақитта бейҗиң олимпикини өткүзүш һәққидә хәлқара җәмийәткә бәргән вәдисидә турмиған. Муһаҗирәттики уйғур сиясий паалийәтчилири уйғурларниң диний һоқуқ, сиясий һоқуқи, болупму уйғур аяллириниң кәмситилиш мәсилилириниң хитай бойичә әң еғир дәриҗидә болуватқанлиқини, уларниң һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини, шуңа хитайниң олимпик өткүзүш салаһийитигә һәргиз мунасип кәлмәйдиғанлиқини тәкитлимәктә.
Хитай техи йеқиндила бир қанчә уйғур сиясий мәһбуслирини өлүм җазаси билән җазалиған иди.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати явропа парламентниң хитайда пикир әркинликини йолға қоюш һәққидики қарар лайиһисини алқишлиди
- Хәлқара сақчи: террорчилар бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған болуши мумкин
- Кишилик һоқуқ биринчи иттипақи хитайниң интернетни чәкләш һәрикәтлирини әйиблиди
- Дуня кишилик һоқуқ күни б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң баш комиссари баянат елан қилди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Кишилик һоқуқ тәшкилати: хитай мәктәплиридә өсмүрләрни әмгәккә елиш ишлири мәвҗут
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Хәлқара олимпик комитети әмәлдарлири хитай кишилик һоқуқ баянати һәққидә муназириләшмәктә
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тибәт вә уйғур елигә қаритилған ахбарат чәклимисини тәнқид қилди