Уйғур вә тибәт паалийәтчилири хитайни улимпик тәнһәрикәт йиғиниғичә кишилик һуқуқ хатирисини яхшилашқа чақирди
2004.08.30
Өткән шәнбә күни , гиритсийиниң пайтәхти атинада улимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзиливатқан күнләрдә гирманийиниң асаси қанун мәһкимиси җайлашқан карлсруһә шәһиридә , хәлқара кишилик һуқуқ тәшкилатиниң орунлаштуруши билән 2008 - йили бйҗиңда өткүзүлидиған өлимпик тәһәрикәт йиғининиң пакиз вә инсани өткүзүлиши үчүн күрәш қилайли дигән тимида мәхсус паалийәт өткүзүлгән .
Бу қитмқи паалийәткә тибәт , фалоң гоң , гирманийәдики кишилик һуқуқ тәшкилатлириниң вәкиллиридин башқа гирманийә дики уйғур тәшкилатлириниң вәкиллириму қатнашти .
Карлсруһә шәһәрлик һөкүмәтниң алдидики мәйданда елип бирилған паалийәттә, хәлқара кишилик һуқуқ тәшкилатиниң мәсуллири , карлсруһә шәһәрлик һөкүмәтниң мәсуллири , тибәт , шәрқи түркстан вә фалоң гоң тәшкилатиниң вәкиллири вә гирманийә парламинтиниң әзалири мәйдандики 1000 дин артуқ аммигә сөз қилип , хитай һөкүмитиниң шәрқи түркстан вә тибәт қатарлиқ районларға қаратқан кишилик һуқуқ таҗавузчилиқ қилмишлирини қаттиқ әйпләш билән биргә, хитай һөкүмитини 2008 - йили улимпик тәнһәрикәт йиғини ичилғанға қәдәр , кишилик һуқуқ мәсилси җәһәттә көрүнәрлик илгириләш һасил қилип , улимпик роһиға һәқиқи йосунда һөрмәт қилишқа чақирди . (Қанат)