Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайдин яв фушинни қоюп беришни тәләп қилди
2005.09.15
Хоңкоңдики кишилик һоқуқ тәшкилати болған "хитай әмгәкчиләр учури" хитай һөкүмитидин лявниңдики ишчилар намайишиға рәһбәрлик қилғанлиқи билән қолға елинған яв фушинни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур тәшкилат яв фушинниң һазир йүрәк кесилигә гириптар болғанлиқини һәмдә җиддий давалашқа еһтияҗлиқ икәнликини көрсәтти.
яв фушинни қизи явдәнниң агентлиққа билдүришичә, бу йил 8 -айниң 6 - күни униң дадисиниң йүрәк кесили қозғулуп қалған һәмдә у һазир йерим паләч һаләттә болуп, буниңдин сирт йәнә қан бесими юқири болуш, көрүш вә аңлаш иқтидари еғир начарлап кетиш әһваллириму көрүлгән.
явниң аилисидикиләрниң билдүришичә, улар һөкүмәттин көп қетим яв фушинни давалашқа қоюп беришини тәләп қилған болсиму, лекин һөкүмәт даирилири уларға һечқандақ инкас қайтурмиған.
56 яшлиқ яв фушин вә униң сәбдиши 59 яшлиқ шяв йүнлияң 2003 - йили хитай һөкүмити тәрипидин қолған елинған иди. Хитай даирилири бу иккисини лявниңдики ишчиларни оюштуруп һөкүмәткә қарши һәрикәт қозғатқан һәмдә дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған дегән җинайәт билән әйибләп, 7 йиллиқ қамақ җазаси бәргән.
Лявниңдики у намайишқа қатнашқан ишчиларниң сани нәччә он миңдин ешип, дөләт ичи вә хәлқарада чоң ғулғула қозғиған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоңда зең чиңхоңға қарши намайишлар өткүзүлди
- Хитай, б д т кишилик һоқуқ комитети билән һәмкарлиқ келишими түзди
- Хитай деһқанлири ашлиқ елан қилип йәрлик һөкүмәткә наразилиқ билдүрди
- Хитай, бир америкилиқ хитай содигирини җасуслуқ билән әйибләп қолға алди
- Хитай даирилири әскәрләрниң намайишқа чиқишини чәклиди