Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай даирилирини тәнқид қилди
2005.12.08
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни доклат елан қилип, йәрлик һөкүмәт даирилири үстидин бейҗиңға әрз қилип барған әрз - шикайәтчиләрниң хитай һөкүмити тәрипидин уруш, қорқутуш вә гөрүгә елиш қатарлиқ усуллар билән дәпсәндә қилинғанлиқини илгири сүрди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити бу йилниң башлири әрз - шикайәт қанунини өзгәрткән болсиму, әмма йеңи қанунда әмәлдарларниң әрз- шикайәтчиләргә иғвагәрчилик қилиш вә уларни кәмситиш қилмишлириға чәклимә қоюлмиған. Доклатта әскәртишичә, әрз - шикайәт қилған пуқралар һуҗумға учримақта, таяқ йемәктә вә қорқутулмақта икән.
Доклатта, әрз- шикайәтчиләргә ярдәм қилған кишиләрниңму охшаш тәқдиргә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, бейҗиңға әрз қилип барған пуқраларниң әрз- шикайәт қилиш сәвәблири һәрхил болуп, бу сақчиларниң зораванлиқи, йәр- мүлк һоқуқиниң таҗавузға учриғанлиқи қатарлиқ дилоларни өз ичигә алиду.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң истатистика қилишичә, өткән йили бейҗиң даирилиригә 10 милйон парчә әрз шикайәт хети йезилған болуп, әрз - шикайәтчиләрниң көп қисими деһқанлар икән. (Әркин)









