Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
2008.02.22
Мәркизи америкиниң нюйорк шәһиридики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кандилиза райсқа хәт йезип, буш һөкүмитини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди вә хитайниң олимпик йиғини мәзгилидә кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики вәдисидә туруп, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишиға һәйдәкчилик қилишни тәләп қилди.
Хәттә, бейҗиң олимпик йиғини йетип келиватқан бир мәзгилдә, болупму йеқинқи 2 айдин бери, хитай даирилири кишилик һоқуқни яхшилимайла қалмай, һәр хил баһанә - сәвәбләр билән өктичиләрни тутқун қиливатқанлиқини илгири сүргән. Тутқунға учриған бу кишиләрниң 2008 - йилини җуңго кишилик һоқуқ йили қилишни тәләп қилған әйдиз паалийәтчиси ху җя вә деһқанлар һоқуқини қоғдиғучи зат яң чүнлинларни өз ичигә алидиғанлиқини алаһидә тилға алди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хетидә йәнә, хитайдики чәтәллик мухбирларниң хитай һөкүмити ялливалған лүкчәкләр тәрипидин һуҗумға учраш вәқәлири көп қетим садир болғанлиқини әскәртип, бу әһваллар илгири хитай һөкүмити бәргән вәдиләргә пүтүнләй зит, дәп көрсәтти һәмдә америка бу мәсилиләргә сүкүт қилса хитай һөкүмитигә америка кишилик һоқуққа қизиқмайду, дегән хата сигнални бериши мумкин, дәп язди.
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис бу айниң 26 - күни хитайни зиярәт қилиду. Йеқинда дуня уйғур қурултийи райисни хитай зияритидә уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлүшкә вә хитай рәһбәрлири билән уйғур мәсилисини сөзлишишкә үндигән. Райисниң хитай сәпири кишилик һоқуқ мәсилисигә четилидиған яки четилмайдиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс, лекин шималий корийә ядро қораллар сөһбити вә иран мәсилисини өз ичигә алидиғанлиқи мәлум. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Голландийә парламентидики христианлар бирләшмиси олимпикни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди
- Америкиниң шималий корийә ядро мәсилиси сөһбәт вәкили бейҗиңға йетип кәлди
- Хитай америкида җасуслуқ һәрикити елип барғанлиқини инкар қилди
- Кандилиза райс хитайни зиярәт қилиду
- Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди
- Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
- Әнгилийә олимпик җәмийити өз тәнһәрикәтчилиригә олимпикта сияси мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқ тәклипи бәргән
- Аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишими русийә вә хитайниң депломатик һийлиси
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси, авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантос әпәнди вапат болди