Хитай өлкилиридә көмүргә болған еһтияҗ ашмақта
2005.01.26
Нөвәттә хитай өлкилиридә көмүр йетишмәслик әһвали барғансери еғирлап, көмүргә болған омумий еһтияҗ, көмүр ишләпчиқириш иқтидаридин 80 милйон тонна ешип кәткән.
Уйғур елидә чиқидиған "тәңритағ тори" чаршәнбә күнидики хәвиридә, хитайниң көмүргә болған еһтияҗи қанмайватқан пәйттә, уйғур елидики көмүрләрни төмүр йол арқилиқ маңғузуш иқтидариниң йетәрлик болмайватқанлиқини оттуриға қойған.
Хәвәрдә йәнә, һазир уйғур елидики чоң типтики көмүр карханилириниң ишләпчиқириш миқдариниң базар еһтияҗидин ешип кетиватқанлиқи, шу сәвәптин нөвәттә уйғур елидики көмүрләрни хитай өлкилиригә төмүр йол арқилиқ тошуш сүритини дәрһал тезлитиш керәклики көрситилгән.
Хәвәрдә мәлум болушичә, хитай өлкилиридә һәр тонна көмүрниң баһаси 200 юәнгә йәткән, әмма уйғур елидә болса, һәр тонниси аран 80 юән келидикән. Америка майәми университетиниң профессори, хитайниң ғәрибни ечиш сияситини йеқиндин көзитип келиватқан доктор җун җейер ханим, өзиниң хитай вә уйғур елигә қилған зияритигә асасән, уйғур елидики байлиқлардин йәрлик хәлқләрниң һечқандақ пайдиға еришәлмәйватқанлиқини, буниңдин хитайлар вә хитайниң өлкилири көп мәнпәәт еливатқанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики бир көмүр канда йәнә партлаш вәқәси йүз бәрди
- Хитайниң шәншидики көмүр кенида йәнә 3 қетим партлаш йүз бәрди
- Шәншидики кан вәқәсидә 140 тин артуқ адәм кан астида қамилип қалди
- Хебийдики кан вәқәсидә өлгәнләрниң сани 57 гә йәтти
- Хебйдики төмүр кан вәқәсидә аз дигәндә 9 адәм өлди
- Хитайниң сичүән өлкисидики кан вәқәсидә аз дигәндә алтә адәм өлди
- Дапиң көмүрканидики партлашта өлгән адәм сани 122 дин ашти
- Дапиң көмүр кенидики партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң сани 82 гә йәтти