Ли деңхуйниң японийидики шәхсий зиярити хитайниң ғәзипини қозғиди
2007.05.30
Тәйвәнниң сабиқ президенти ли деңхуй 5 - айниң 30 - күни японийини зиярәт қилиш үчүн сәпәргә атланғанда, айрупиланда мухбирларға өзиниң пиланини ашкарилиған.
Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, ли деңхуй әпәнди, өзиниң бу қетимқи японийә зиярити 22 йилдин буянқи тунҗи қетимлиқ шәхсий зиярәт болидиғанлиқини, бу 11 күнлүк шәхсий зиярәт җәрянида, токйода 'шимпей гото мукапати' йиғинида нутуқ сөзләйдиғанлиқини, сөзидә 1898 - йилидин 1906 - йилиғичә болған вақит ичидә японийиниң тәйвәндә турушлуқ әмири тәйвәнниң сақлиқини сақлаш асаси қурулушиға вә заманивийлишишиға төһпә қошқанлиқини тилға алидиғанлиқини, шундақла, бу қетимқи шәхсий зиярәт җәрянида йәнә , ясукуни қәбристанлиқиға берип, иккинчи дуня урушида һаятидин айрилған акиси ли деңчинниң қәбрисини йоқлашниму ойлаватқанлиқини баян қилған.
Хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси җаң йү дәрһал буниңға инкас қайтуруп, японийә һөкүмитидин тәйвән мустәқилчилиригә сәһнә һазирлап бәрмәсликни тәләп қилған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай баянатчиси җаң йү йәнә ' бөлгүнчиләрниң җуңго билән депломатик мунасивити бар һәр қандақ дөләттә һәрикәт елип беришиға қәтий қарши туримиз' дегән.
японийиниң баш миниситири шинзо абе ' японийини қисқа вақит зиярәт қилидиған тәйвәнликләр үчүн виза беҗириш һаҗәт әмәс, японийидә шәхсийләрниң етиқад вә паалийәт әркинлики бар, ли әпәндиниң бу қетимқи шәхсий зиярити хитай-японийә мунасивитигә тақашмайду' дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка мудапиә министирлиқи доклатида, хитайни тәйвәнгә һуҗум қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Демократийә вә тәрәққият партийисиниң рәиси, америка 'бир җуңго сияситини' көздин кәчүрүшкә мәҗбур болиду, дәйду
- Чен шүйбийән : тәйвән қайта мустәқиллиқ елан қилмайду
- Тәйвән хитайниң тәқлиди һуҗумиға қарши һәрби маневер елип барди
- Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи рәт қилинди
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвәндә 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нами 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' ға өзгәртилди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар