Ли җавшиң: җуңго ядро қораллирини алди билән ишләтмәйду
2005.07.22
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, җоңго дөләт мудапиә университетиниң илмий мудири генерал майор җу чиңху, әгәр америка тәйвән урушиға арлашса, җоңго америкиға ядро қораллар билән зәрбә бериду, дәп агаһландурғандин кейин, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң, хитайниң ядро қораллирини алди билән ишләтмәйдиғанлиқини билдүрди.
Ли җавшиң бу сөзләрни пәйшәнбә күни бейҗиңда америка вә японийилик мутәхәссисләр өмикини қобул қилип, җу чиңхуниң сөзи җоңго һөкүмитиниң мәйданиға әмәс, униң шәхсий көз қаришиға вәкиллик қилиду, дәп тәкитлигән. Әмма ли җавшиң җу чиңхуни тәнқид қилмиди. Ли җавшиңниң тәкитлишичә, җоңго 1964 - йили тунҗи ядро қораллар синиқи елип барғандин кейин, "һәр қандақ вақит, һәр қандақ әһвалда алди билән ядро қораллири ишләтмәсликкә вәдә бәргән."
Ли җавшиң, бу вәдиниң һазирға қәдәр күчкә игиликини билдүргән. Әмма у , "һәрқандақ киши вә һәрқандақ күчниң һәрқандақ усулда тәйвәнни җуңгодин айрип чиқип кетишигә йол қоймаймиз," дегән.
Җоңго дөләт мудапиә университети, хитай һәрбий даирилириниң юқири дәриҗилик қоманданлирини йитиштүридиған орган. Шуниң үчүн җу чиңхуниң сөзи америка вә дуняда күчлүк инкас қозғиған иди. Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилдниң тәкитлишичә, җуниң сөзи хитай даирилириниң мәйданиға вәкиллик қилиш - қилмаслиқини көзитишкә әрзийдикән. Җу чиңху, "шиәнниң шәрқидики пүтүн шәһәрләрниң вәйран болушиға тәвәккүл қилалаймиз," дәп тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатиға наразилиқ билдүрди
- Хитай генерали җу чиңхуниң сөзи америка һөкүмитиниң диққитини қозғиди
- Хитай генерали зөрүр тепилғанда америкиға қарши ядро қорали ишлитишни тәшәббус қилди
- Мәхпий һөҗҗәт: америка хитайдики бир қатар һәрбий қурулушлардин хәвәрсиз қалған
- Хитай, һәрбий қурулушиниң асия бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди