Хитай тибәттә 400 дин артуқ тибәтликни қолға алғанлиқини елан қилди
2008.03.31
Хитай сақчилири 10 - марттин башлап тибәттә елип берилған намайишқа алақидар кишиләрни тутқун қилишқа башлиған болуп, хитай ахбарат васитилиригә асасланғанда, һазирчә сақчилар намайишни тәшкиллигүчи гумандарлардин 400дин артуқ кишини қолға алған.
Хәвәрдә көрситишичә, йеқиндин буян 289 адәм өзини мәзкур намайиш билән алақидар дәп мәлум қилған болуп, җәмий 414 нәпәр гумандар қолға елинған.
Бирләшмә агентлиқида нәқил қилинишичә, тибәт җамаәт хәвпсизлик назаритиниң муавин назири җяң зәйпиң, хитай разведчикларниң 10 - март тибәттә қозғилип 14 - март рәсмий қанлиқ тоқунушқа айланған намайишта мәсулийити бар гумандарларни қолға алғанлиқини билдүргән.
Хитай ахбарат васитилирида хәвәр қилинишичә, тибәтниң лхаса шәһиридә йүз бәргән қанлиқ намайишта 1 хитай сақчисини өз ичигә алған 18 адәм өлгән болуп, һазир хитай һөкүмити қазаға учриғанларниң аилә тавабиатлириға 200 миң йүән нәпиқә пули беридиғанлиқини җакарлиған.
Әмма сүргүндики тибәт һөкүмитиниң билдүрүшичә, хитай сақчилар билән тоқунуш җәрянида өлгән тибәтләрниң сани 140 әтрапида болуп, бу хитай һөкүмити мәлум қилған сандин зор дәриҗидә пәрқлинидикән.
Һазир тибәт вә қошна районлардики намайиш асасән җимиқтурулған болсиму, радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, 29 - март күни хитайда турушлуқ чәтәл дипломатлири тибәттә елип барған 3 күнлүк зиярәт давамида йәнә 100 гә йеқин киши тибәтниң лхаса шәһиридә намайиш елип барған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Олимпик мәшили тибәтләрниң қаршилиқи ичидә хитайға тапшурулди
- Хитай уйғур елиниң чегралирида "чегра мудапиәси 110 " намлиқ қурулушини башлиди
- Меркел ханим олимпик мурасимиға қатнашмайду, вен җябав далай лама билән сөзлишишкә тәйяр
- Далай лама хитайни, "террорлуқ билән һакимийәт йүргүзүватқан бир сақчи дөлити," дәп әйиблиди
- Лхасада йәнә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикити елип берилди
- Бәзи явропа дөләтлири бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини җакарлиди
- Америка хитайниң тибәттики тәкшүрүш өмикигә қатнишиш тәклипини тапшурувалди
- Тибәтлик раһиблар, хитай һөкүмитиниң тибәт вәзийитини тинч қилип көрситиш пиланини бузувәтти
- Хитай һөкүмити өзи мухбирлар өмики тәшкилләп тибәткә әвәтти
- Тибәттә тоқунушлар давамлашмақта
- явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири күчәймәктә