Тәйвән хитайниң һуҗумиға тақабил туруш шәклидә һәрбий маневир өткүзди
2005.07.27
Тәйвән һәрбий даирилири чаршәнбә күни хитайниң һуҗумиға зәрбә бериш тәқлид қилинған "хәнгуаң 21 - номурлуқ һәрбий маневир"ини өткүзди.
Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тәйвән президенти чен шүйбйән һәрбий базиға берип маневирни көздин көчүрди һәмдә маневирниң башлиниш мурасимида қилған сөзидә бейҗиң һөкүмитиниң һәрбий һазирлиқини кеңәйтип, икки қирғақ вәзийитигә тәһдит һасил қиливатқанлиқини йәнә бир қетим әйиблиди.
Бу қетимлиқ маневирға 2000 дин ошуқ офетсир, әскәр вә 4 данә ф-16 бәлгилик көрәшчи айрупилан, 9 данә ч-130 типлиқ тошуғучи айрупилан қатарлиқ һәр хил қорал әслиһәлири қатнаштурулди. Шундақла бу маневир асаслиқи хитайниң тәйвәнниң асаслиқ һава армийә базилириға һавадин һуҗум қилиши тәқлид қилинип елип берилди.
Америка һәрбий даирилири йеқинда елан қилған бир парчә доклатида, тез сүрәттә ешиватқан хитай һәрбий күчиниң районға тәһдит һасил қилиши мумкинликини көрситип, бейҗиңниң 650 данидин 730 ғичә болған башқурулидиған бомбисини тәйвәнгә тоғрилап қойғанлиқини язған.
Америка һөкүмити тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллимайду әмма, хитай һөкүмитиниңму тәйвәнгә һуҗум қилишиға қарши чиқиду. Униң үстигә америка қанунида навада тәйвән һуҗумға учриса, америкиниң тәйвәнни қоғдаш мәҗбурийитиниң барлиқи бәлгиләнгән.
Хитай һөкүмити болса тәйвәнни өзиниң бир қисми дәп қарайду һәтта хитай йеқинда бир йеңи қанун турғузуп, әгәр тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса, у һалда тәйвәнгә қорал күчи билән һуҗум қилишни бекиткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чин шүйбйән хитай рәһбәрлирини тәйвән һөкүмити билән бивастә мунасивәт орнитишқа чақирди
- Хитай билән русийә пат арида бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду
- Хитай, һәрбий қурулушиниң асия бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди
- Демократийә тәрәққият партийиси, соң чүйүйни тәйвәнгә "хиянәт" қилиш билән әйиплиди
- Хитай 10 йилниң ичидә башқурулидиған бомбилирини техиму көпәйтиши мумкин