Пәйшәнбә күни хитай билән русийә бирликтә елип баридиған 8 күнлүк бирләшмә һәрбий маневирини рәсмий башлиди. Буниңға һәр иккила тәрәпниң һава, деңиз вә қуруқлуқ һәрбий қисминиң баш қоманданлири қатнашти.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу қетимлиқ маневирға қатнашқан 10 миң әскәрниң көпинчиси хитай болуп, русийә тәрәп 1800 нәпәр әскәр қатнаштурған.
Русийә мәтбуатлири хәвиридә, бу қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирниң лайиһиси худди тәйвәнни бесивалғандәк шәкилдә болуп, хитайниң бу бирләшмә маневир арқилиқ русийә қартини устатлиқ билән ойнап, тәйвән, америка вә японийә қатарлиқ дөләтләргә тақабил турушни мәқсәт қилғанлиқини язған.
Әнгилийә б б с радио- телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, маневир җәрянида русийә билән хитай тәрәп арисида бәзибир ихтилаплар көрүлгән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка анализчисиниң нәзиридики русийә-хитай һәрбий маневири
- Хитай вә русийә һәрбий маневир өткүзүш үчүн тәйярлиқ қилмақта
- Америка армийиси хитай - русийә һәрбий маневирини диққәт етибари билән көзитиду
- Хитай билән русийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Тәйвән хитайниң һуҗумиға тақабил туруш шәклидә һәрбий маневир өткүзди