Русийә билән хитай келәр йили йәнә бирләшмә маневир өткүзмәкчи


2005.08.26

25-Авғуст күни русийә билән хитайниң бирләшмә һәрбий маневири әмдила ахирлишишиға русийә даирилири келәр йили йәнә бир қетим хитай билән бирләшмә маневир өткүзидиғанлиқини, бәлки буниңға һиндистанниңму қатнишиши мумкинликини билдүрди.

Америка авази радиосиниң учуриға асасланғанда русийә ахбарат вастилири русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң юқири дәриҗилик әмәлдариниң москваниң 2006-йили хитай, һиндистан билән бирлишип, техиму кәң көләмдики үч дөләт бирләшмә һәрбий маневири өткүзүшни ойлишиватқанлиқини билдүргән.

Буниңдин илгири йәнә бу йил күз айлирида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниңму бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини хәвәр қилинған иди. Русийә һәрбий даирилири әгәрдә келәр йили һиндистанниң қатнишиши билән русийә-хитай-һиндистан бирләшмә һәрбий маневири өткүзүшкә мумкин болса, буниң зор әһмийәтлик иш болидиғанлиқини тәкитлигән.

Хитай вә русийә даирилири бу қетимқи маневирниң үчинчи бир дөләткә тәһдид селишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма көзәткүчиләрниң буниң йәнила америкиниң оттура асия вә тинч окян районидики тәсиригә тақабил туруш икәнликини оттуриға қоймақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.