Хитай һәрбий даирилири ички моңғолда кәң көләмлик һәрбий маневир өткүзди


2005.09.27

Хитай һәрбий даирилири сәйшәнбә күни ички моңғолда кәң көләмлик һәрбий маневир өткүзүп, америка, әнгилийә қатарлиқ 24 дөләтниң бейҗиңда турушлуқ һәрбий вәкиллирини маниверни көрүшкә тәклип қилди.

Маневирға 16 миң әскәр қатнашқан болуп, "бейҗйән - 2005" дәп нам берилгән. Маневир бейҗиң һәрбий райониға қарашлиқ ички моңғолниң зурихе районидики һәрбий мәшқ мәйданида елип берилди.

Хитай дөләт мудапиә министирлики дүшәнбә күни елан қилған баянатида, маневирға 24 дөләтниң бейҗиңда турушлуқ һәрбий әмәлдарлири вә әскири хадимлардин 40 тәк кишиниң тәклип қилинғанлиқини билдүрүлгән.

Хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқи, маневирни һазирғичә чәтәллик көзәткүчиләр әң көп тәклип қилинған маневир, дәп көрсәтти. Әмма маневирға японийә һәрбий әмәлдарлириниң тәклип қилинмиғанлиқи чәтәл мәтбуатлириниң диққитини қозғиған.

Йеқинқи йиллардин бери японийә - хитай мунасивити җидди йирикләшмәктә иди. японийә “асахий шинбен” гезитиниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, японийә мудапиә министирлики мудапиә пиланида хитайни японийигә тәһдит дөләт, дәп атиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.